түркийә молдованниң қуддус қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, молдованиң тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткәш қараридин қайғуруватқанлиқлирини билдүрди.

1218492
түркийә молдованниң қуддус қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи молдованиң тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткәш қарари үстидә байанат елан қилди. байанатта мундақ дейилди:

«молдованиң исираилийәдики әлчиханисиниң қуддусқа йөткилидиғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрдин чоңқур қайғурмақтимиз. пәләстин мәсилисиниң адил вә узун муддәтлик һәл қилиниши нуқтисидин ейтқанда, ачқучлуқ әһмийәткә игә қуддусниң салаһийити мәсилисиниң, ички сийасәт чүшәнчилири билән хәлқаралиқ қанун ихтилапи үчүн сүйиистемал қилинишидин интайин әҗәпләнмәктимиз.»

байанатта, хәлқаралиқ җәмийәтниң барлиқ әзалири, қуддус тоғрисида қобул қилинған б д т қарарлириға риайә қилишқа, қуддусниң тарихий вә қануний салаһийитигә һөрмәт қилишқа вә районниң муқимлиқини хәтәргә иттиридиған мәсулийәтсиз һәрикәтләрдин йирақ турушқа чақирилди.

молдова баш министири павел филип (Pavel Filip) сәйшәнбә күни (11-ийун) тел авивдики молдова әлчиханисини қуддусқа йөткәшни қарар қилғанлиқлирини елан қилған иди.

пәләстин ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтә байанат елан қилип, молдованиң әлчихана йөткәш қарарини әйиблигән иди.

ислам һәмкарлиқ тәшкилати молдованиң тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткәш қарарини әйиблигән вә бу қарардин ваз кечишни чақириқ қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر