пәнҗә һәрбий һәрикити пилан бойичә давамлашмақта

ирақниң шималиға җайлашқан һакурк райониға елип барған «пәнҗә һәрбий һәрикити» дә бир тәрәп қилинған террористларниң сани 15 кә йәтти.

1210519
пәнҗә һәрбий һәрикити пилан бойичә давамлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: ирақниң шималиға җайлашқан һакурк райониға елип барған «пәнҗә һәрбий һәрикити» дә бир тәрәп қилинған террористларниң сани 15 кә йәтти.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң твиттер бетидә елан қилинған мәлуматларға асасланғанда, 27-май (дүшәнбә) башланған пәнҗә һәрбий һәрикитиниң пилан бойичә мувәппәқийәтлик давамлашмақта икән. бу даиридә, зәмбирәкләр, тик учарлири вә һава армийә қисимлири қатнашқан һәрбий һәрикәтләрдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әза алтә террорист бир тәрәп қилинған. бу сан билән бир тәрәп қилинған террористларниң сани 15 кә чиққан.

дөләт мудапиә министирлиқиниң мәлуматида мундақ дейилди:

«алаһидә зәрбидар әтрәтлиримиз п к к террорлуқ тәшкилатиниң өңкүр, ғар вә оқ-дора искилатлирини давамлиқ битчит қилмақта.»

министирлиқ алаһидә зәрбидарлар бир ғарға киргәндә тартқан видейо вә рәсимләрниму тарқатти.

&&&

һакурк районида террорлуқ тәшкилатиға еғир зәрбә берилди

ирақниң шималидики һакурк районида башланған пәнҗә һәрбий һәрикитидә бир тәрәп қилинған террористларниң сани 15 кә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر