түркийә һава йоллири ширкити: пәләстин сайаһәт министирлиқи билән һәмкарлиқ орнитишқа тәййармиз

түркийә һава йоллири ширкити, пәләстингә йеңи сайаһәтчиләрниң бериши үчүн пәләстин сайаһәт ишлири министирлиқи билән һәмкарлиқ орнитишқа тәййар икәнликини билдүрди.

1208292
түркийә һава йоллири ширкити: пәләстин сайаһәт министирлиқи билән һәмкарлиқ орнитишқа тәййармиз

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин сайаһәт ишлири министирлиқиниң йазма байанатида, сайаһәт ишлири министири рола мәайиәниң, түркийә һава йоллири ширкити оттура шәрқ райони сетиш ишлири муавин мудири муһәммәд фатиһ дурмаз билән ишғал астидики ғәрбий қирғақниң бәйтуллаһим шәһиридә көрүшкәнлики қәйт қилинди.

байанатта көрситилишичә, дурмаз учришишта, түркийә һава йоллири ширкитиниң пәләстингә йеңи сайаһәтчиләрниң келишигә һәссә қошуш үчүн һәмкарлиқ орнитишқа тәййар икәнликлирини билдүргән.

мәайиәму, пәләстин билән түркийә арисидики мунасивәтләрниң күчлүк икәнликини билдүрди.

пәләстин сайаһәт ишлири министирлиқиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, өткән йили 130 миңдин артуқ түркийә пуқраси пәләстиндә зийарәттә болған.

пәләстин земинлирини екскурсийә қилған сайаһәтчиләр сани 2018 – йили 3 милйондин ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر