түркийәниң «деңиз бөриси 2019 – йиллиқ һәрбий манивери» ахирилашти

маниверға 131 парахот, 57 айропилан, 33 тик учар билән биргә йәнә деңиз армийәси қоманданлиқ иштабиға тәвә қисимлар қатнашти.

1208039
түркийәниң «деңиз бөриси 2019 – йиллиқ һәрбий манивери» ахирилашти

 

 

деңиз армийәси қоманданлиқ иштаби тәрипидин өткүзүлгән әң чоң, пиланлиқ маниверлардин бирси болған «деңиз бөриси 2019йиллиқ һәрбий манивери» ниң ахириқи күнидә дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң қатнишиши билән сәрхил көзәткүчи күни мурасими өткүзүлди.

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң мармариста ақсаз деңиз армийә қоманданлиқ иштабидики зийаритигә армийә баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр вә һәр қайси қисим қоманданлири һәмраһ болди. 

14майда башланған маниверға 131 парахот, 57 айропилан, 33 тик учар билән биргә йәнә деңиз армийәси қоманданлиқ иштабиға тәвә қисимлар қатнашти.

«деңиз бөриси 2019йиллиқ һәрбий манивери» бирла вақитта қара деңиз, әгә деңизи вә шәрқий ақ деңизда тәңла өткүзүлди.

манивер даирисидә, йәрлик қорал системилири, йуқири сүрәтлик су үсти учқучисиз һава әслиһәлири билән оққа тутуш, парахоттин қуруғлуққа катоша вә ракитамийут билән һуҗум қилиш, һуҗумчи учқучисиз айропиландин етиш, «UMTAS» вә «L-UMTAS» йирақтин башқурулидиған оқ...  қатарлиқлар билән тәлим - тәрбийә елип бирилди.

манивер җәрйанида деңиз һайванлирини вә улар йашайдиған муһитни қоғдаш үчүн һәр түрлүк тәдбирләр йолға қойулди. 

манивер түнүгүн ахирлашти. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر