түркийә һәйити нийу йоркта охшимиған динларниң вәкиллири билән бир йәргә җәм болди

түркийә һәйити америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә охшимиған динларниң вәкиллири билән иптар зийапитидә бир йәргә җәм болди.

1207623
түркийә һәйити нийу йоркта охшимиған динларниң вәкиллири билән бир йәргә җәм болди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири башқармиси уйуштурған паалийәтләргә қатнишиш вә түрлүк учришишларни елип бериш үчүн америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә зийарәттә болуватқан түркийә һәйити, шәһәрдики түрк карханичилар тәрипидин берилгән иптар зийапитигә, сүрйани, әрмәни вә мусәви  җәмийәтлириниң вәкиллири билән бирликтә иштирак қилди.

иптар зийапитигә түркийәниң нийу йорк баш кнсоли алпәр ақташму қатнашти.

ақташ бу йәрдә қилған сөзидә, рамизан роһиниң тили, дини вә ирқи охшимайдиған инсанларни бир дастиханда бир йәргә җәм қилғанлиқини, буниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «йемәк – ичмәкни һәммила йәрдин тапқили болиду, әмма достлуқларни тапқили болмайду, охшимиған алаһидиликләрни асанлиқчә йаратқили болмайду, түркийәни гүзәл қилған амил, бүйүк қилған алаһидилик, техиму қудрәт тапқузидиған әвзәллик, бизниң мәниви байлиқимиздур, охшимиған шәкилдики артуқчилиқлиримиздур.»

истанбул алтинбаш университетиниң мудири, җумһур рәислик сарийи дөләт хәвпсизлик ишлири вә дипломатийә сийасити оргининиң әзаси пирофессор доктор чағри әрһан, зийапәттә қилған сөзидә, мундақ деди: «рамизанда иптар зийапәтлиригә охшимиған мәдәнийәтләргә мәнсуп затларниң тәклип қилиниши, түркийәниң узундин буйан давамлиаштуруп келиватқан миллий әнәнисидур. йеңи йил вә шабат байрамлириға мусулманларниң қатнишишиму мәдәнийәтләр ара дийалогниң йәниму күчийишидә түрткилик рол ойнайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر