түркийә герман байанатчиниң сөзлиригә наразилиқ билдүрди

түркийә, германийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчисиниң түркийәни қийин – қистаққа қарши бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) әһдинамисигә риайә қилишқа чақирған байанатиниң һечқандақ асасиниң йоқлуқини билдүрди.

1199644
түркийә герман байанатчиниң сөзлиригә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой бу һәқтә йазма байанат елан қилип, түркийәниң қийин – қистаққа вә начар муамилигә қарши б д т ниң вә йавропа кеңишиниң барлиқ әһдинамлиригә тәрәп икәнликини хатириләткән һалда, «кишиләрниң әркинликлиридин мәһрум қилинған һәрқандақ макан, хәлқара механизмларниң тәкшүрүшигә очуқтур. <қийин – қистақта нөл болуш> сийасити 2003 – йилидин буйан әстайидиллиқ билән иҗра қилинмақта» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийәниң һәрқайси саһәләрдикигә охшашла, қийин – қистаққа қарши күрәш мәсилисидиму хәлқарадики мәсулийәтлиригә мувапиқ һәрикәт қиливатқанлиқини тәкитлигән һами ақсой, «германийә рәсмий агентлиқида тарқитилған германийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчисиниң түркийә билән мунасивәтлик б д т әһдинамисигә риайә қилишқа чақирған байанатиниң һечқандақ асасий йоқтур. чүнки, байанатқа тема болған кишиниң дәвалири өз вақтида алақидар җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси тәрипидин тәкшүрүлүп, асассиз икәнликигә қарар қилинғандур. дөлитимиз барлиқ қийин – қистақ вә начар муамилә дәвалирини әстайидиллиқ билән тәкшүрмәктә вә бу саһәдики очуқ – ашкара позитсийәсини изчил оттуриға қойуп кәлмәктә. қийин – қистақ җинайитигә алақидар <вақитниң өтүп кетиш> бәлгилимисиму 2013 – йили әмәлдин қалдурулди. түркийәни қарилашни мәқсәт қилған бу хил асассиз дәваларға рәсмий даириләрниң әстайидил муамилә қилишидин һәйран қалмақтимиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر