қалин болтун билән телефонда көрүшти

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, доналд трампниң дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җон болтон билән телефонда көрүшти.

1196644
қалин болтун билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җон болтон билән телефонда көрүшти.

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири башқармисиниң билдүрүшичә, ибраһим қалин билән җон болтонниң телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивәтлири вә өзара содини күчәйтиш йолида ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилинған.

телефон сөһбитидә йәнә, хәлқара җәмийәт йеқиндин көзитиватқан ливийә вә сүрийәдики әң йеңи мәсилиләрму муһакимә қилинған.

тәрәпләр йәнә, америка пирезиденти доналд трампниң түркийә зийаритиниң вақти тоғрисида өзара пикир алмаштурған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر