түркийә германийә вә португалийәгә тәзийә билдүрди

түркийә португалийәниң мадейра арилида 29 герман сайаһәтчиниң җениға замин  болған қатнаш вәқәси түпәйли португалийә билән германийәгә тәзийә билдүрди.

1186800
түркийә германийә вә португалийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «португалийәниң мадейра арилида мәйданға кәлгән қатнаш вәқәсидә көп санда германийә пуқрасиниң һайатидин айрилғанлиқидин вә йариланғанларниңму барлиқидин толиму әпсусланған һала хәвәр таптуқ. бу ечинишлиқ вәқәдә һайатидин айрилғанларниң аилә тавабиатлириға, португалийә вә германийә хәлқигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз.»

сайаһәтчиләрни елип кетиватқан аптобус шопуриниң контироллуқини йоқитип қойуши нәтиҗисидә йолдин чиқип өрүлүп кәткән, қазада 11 и әр, 18 си айал болуп, 29 герман сайаһәтчи һайатидин айрилған, португалийәлик аптобус шопури билән сайаһәт йетәкчиси йеник йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر