зәриф: әсәд билән өткүзгән сөһбитим һәққидә әрдоғанға доклат сунимән

иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, сүрийә һакимийити лидири бәшшар әсәд билән узун сөһбәтләшкәнликини билдүрүп, бу һәқтә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мәлумат беридиғанлиқини ейтти.

1185180
зәриф: әсәд билән өткүзгән сөһбитим һәққидә әрдоғанға доклат сунимән

түркийә авази радийоси хәвири: муһәммәд җәвад зәриф, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән пайтәхт әнқәрәдә көрүшкәндин кейин қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

зәриф, сүрийәдә әсәд билән өткүзгән учришишлардин кейин түркийәгә бирәр учур елип кәлгән йаки кәлмигәнлики тоғрисидики бир соалға «мән сүрийәдә бәшшар әсәд билән наһайити узун бир сөһбәт өткүздүм. бу учришишниң бир доклатини һөрмәтлик җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға сунимән» дәп җаваб бәрди.

иранниң район дөләтлириниң бир – бири билән йахши мунасивәт орнитишини халайдиғанлиқини әскәрткән зәриф, дөләтләрниң ички мәсилилиригә йаки хәлқара мунасивәтлиригә мудахилә қилмайдиғанлиқлирини, пәқәт арзулирини йәткүзгәнликлирини билдүрди.

у, сүрийә мәсилисигә сийасий чарә тепиш даирисидә шәкилләндүрүлүши пиланлиниватқан асасий қанун комитети тоғрисида русийә, түркийә вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) билән дийалог өткүзүшни давамлаштуруватқанлиқлирини, сүрийә һакимийитиниң б д т алаһидә вәкили геир педерсен билән бу һәқтә әтраплиқ сөзләшкәнлики тоғрисидики учурларни ортақлашти.

асасий қанун комитетиниң кимләрдин тәшкил тапидиғанлиқи вә комитетта қайси хил усул вә асасларниң иҗра қилинидиғанлиқи тоғрисидики мәсилиләрниң һәл қилиниши керәкликини әскәрткән зәриф, астана мусаписиниң йәнә бир қетимлиқ йиғининиң алдимиздики күнләрдә қазақистанниң пайтәхти нур султанда өткүзүлидиғанлиқини, бу мусапиниң йәнә бир қәдәм илгири сүрүлүшини үмид қилдиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.

түркийәниң өзигә келиватқан тәһдитләргә алақидар әндишилирини чүшинидиғанлиқлирини тәкитлигән зәриф, «бизгә нисбәтән түркийә хәлқиниң хатирҗәмлики вә бихәтәрлики наһайити муһимдур. бу җәһәттә наһайити күчлүк һәмкарлиқлиримиз бар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر