әрдоған зәрифни қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәрифни қобул қилди.

1185190
әрдоған зәрифни қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоғанниң муһәммәд җәвад зәриф билән җумһур рәислик мәһкимисидә өткүзгән йепиқ учришиши 1 саәт 10 минут давамлашти.

учришишқа, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму қатнашти.

муһәммәд җәвад зәриф әрдоған билән учришиштин илгири түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқида ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән айрим учришиш вә қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر