әрдоған терроризмға қарши күрәш, голан төпиликлири вә айасофйа тоғрисида пикир байан қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәшниң қәтий ирадә билән давамлаштурулидиғанлиқини ейтти.

1172394
әрдоған терроризмға қарши күрәш, голан төпиликлири вә айасофйа тоғрисида пикир байан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған бир хусусий телевизийә қанилиниң күнтәртипкә алақидар соаллириға җаваб бәрди.

миллий истихбарат идариси билән түркийә армийәсиниң, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң қандил районидики қараргаһиға қарши елип барған бирләшмә зәрбә бериш һәрикити тоғрисида тохталған җумһур рәис әрдоған, тәшкилатниң аталмиш рәһбәрлик аппаратидики көп санда кишиниң бир тәрәп қилинғанлиқини әскәртти.

әрдоған, терроризмға қарши күрәштә йеңи бир дәвргә қәдәм бесилғанлиқини билдүрүп, йәрлик вә миллий имканийәтләргә тайинип йасап чиқилған қоралларға тайинип террорчилар тинимсиз зәрбә бериливатқанлиқини тәкитләп өтти.

у йәнә, америка пирезиденти доналд трампниң голан төпиликлири тоғрисидики қарарини қаттиқ әйибләп, «мән қилдим, болди дейиш биләнла бу иш һәл болмайду» деди.

әрдоған, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң бу районға алақидар 1967 – йили чиқарған қарари барлиқини хатирилитип өтти.

бу позитсийәси арқилиқ америкиниң районниң тинчлиқиға һәссә қошушни әмәс, сүркилишни улғайтиш вә муқимлиқ орнитиш тиришчанлиқлириға зәрбә бериш йолини таллиғанлиқини тәкитлигән рәҗәп таййип әрдоған, бу таллашниң көздин кәчүрүлүши керәкликини алаһидә әскәртти.

бу җәрйанда җумһур рәис әрдоған йәнә, айасофйаниң җамәгә айландурулуп – айландурулмайдиғанлиқи тоғрисидики бир соалға җаваб берип, «бу нөвәттә бизниң миллитимизниң, ислам дунйасиниң һәммисиниң үмиди؛ миллитимизниң йиллардин буйан айасофйани җамә һалитидә көрүш арзуси бар» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر