чавушоғлу, мусулман дөләтләрниң «голан төпиликлири» қарарини әйиблимәсликидин нарази болди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, америкиниң голан төпиликлири тоғрисидики қарариға қарита көплигән мусулман дөләтләрниң сүкүт қилишини әйиблиди.

1172330
чавушоғлу, мусулман дөләтләрниң «голан төпиликлири» қарарини әйиблимәсликидин нарази болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң хәлқара қанун вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) қарарлириға хилап һалда чиқарған голан төпиликлири тоғрисидики қарариға қарита көплигән мусулман дөләтләрниң сүкүт қилишини әйиблиди.

мәвлүт чавушоғлу түнүгүн анталйада сөз қилип, «америка қошма иштатлириниң пирезиденти хәлқара қанунни, б д т қарарлирини көзгә илмиған һалда бир қәғәзгә имза қойди. йәни голан төпиликлири, сүрийәниң земинлири бүгүнгичә районни ишғал қилип йатқан исраилийәниң земинлири болармиш. биздин башқа буниңға наразилиқ билдүргән мусулман дөләт барму? әрәб әллири иттипақи қәйәрдә, әрәб бирлики қәйәрдә؛ һәмкарлиқ қәйәрдә?» дәп сориди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر