әрдоған: сән кимниң земинини кимгә берисән?!

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң голан төпиликлиригә алақидар қарариға күчлүк наразилиқ билдүрди.

1171317
әрдоған: сән кимниң земинини кимгә берисән?!

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң голан төпиликлиригә алақидар қарариға күчлүк наразилиқ билдүрүп, «трамп, кимниң земинини исраилийәгә берисән! б д т һөҗҗәтлиригә асасланғанда, у йәр сүрийә земини» деди.

әрдоған истанбулдики бир паалийәттә сөз қилип, трампниң голан төпиликлирини исраилийә земини, дәп етирап қилишни мәзмун қилған қарарнамәни имзалишини әйиблиди.

әрдоған сөзини давамлаштуруп, «трамп, кимниң земинини исраилийәгә берисән. 1967 – йилидики бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) (б д т  9 – номурлуқ) қарари бар. б д т қарариға асасән, у йәр сүрийә земини. б д т ниң қарариға қаримай, сән қандақсигә голан төпиликлирини исраилийәгә берисән. йавропа иттипақи буни қобул қилмайду. ислам һәмкарлиқ тәшкилати сүпитидә биз қобул қилмаймиз, русийә қобул қилмайду, хитай қобул қилмайду, б д т  хәвпсизлик кеңишидин бундақ бир нәрсини чиқарғузушуң мумкин әмәс... биз қайси дунйада йашаватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

трамп иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, «аридин 52 йил өткәндин кейин америка қошма иштатлириға нисбәтән, исраилийәниң голан төпиликидики игилик һоқуқини етирап қилишниң вақти кәлди» дегәниди.

сүрийәниң голан төпиликлири 1967 – йилидин буйан исраилийәниң ишғали астида турмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر