қалин трампниң ғәлитә байанатиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң исраилийәниң ишғалийити астидики «голан егизлики» тоғрулуқ елан қилған ғәлитә байанатиға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1168764
қалин трампниң ғәлитә байанатиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири:  ибраһим қалин аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, «аридин 52 йил өткәндин кейин америка қошма иштатлириниң голан егизликиниң исраилийәниң территорийәси икәнликини етирап қилишниң дәл вақти йетип кәлди» тәриқисидә байанат елан қилған америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампқа қаттиқ наразилиқ билдүрди, һәмдә хәлқара қанунда дөләтләрниң земин пүтүнлүкиниң капаләт астиға елинғанлиқини әскәртип мундақ деди: «америка қошма иштатлириниң, исраилийәниң хәлқара қанунға хилап паалийәтлирини қануний күчкә игә қилиш тиришчанлиқлири, исраилийәниң ишғал сийасәтлирини қоллаш вә тоқунушларни техиму мурәккәпләштүрүветиш, дегән уқумни билдүриду.»

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, елан қилған байанатида, «аридин 52 йил өткәндин кейин америка қошма иштатлириниң голан егизликиниң исраилийәниң территорийәси икәнликини етирап қилишниң дәл вақти йетип кәлди» дегәниди.

игилинишичә, исраилийә сүрийәгә аит болған «голан егизлики» ни 1967 – йилдин бери ишғалийти астида тутмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر