түркийә гиретсийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә гиретсийәгә «ишғал қилиш тәшәббуси вә төләм төлигәнлики» ни хатириләтти...

1166565
түркийә гиретсийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, гиретсийәниң, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң мәһәллий сайламлар даирисидә өткүзүлгән измирдики йиғилишта қилған сөзлири тоғрисидики байанати һәққидә тохтилип, «гиретсийәниң (1919 – йили) анадолуни ишғал қилишқа урунғанлиқи вә армийәсиниң анадолуға йәткүзгән бузғунчилиқ вә зийанкәшлики түпәйли түркийәгә төләм төлигинидәк тарихий һәқиқәтләрни әслимәстинла елан қилинған бу байанат толиму әпсуслинарлиқтур» деди.

һами ақсой гиретсийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанати тоғрисидики соалға йазма һаләттә җаваб қайтурди.

у, гиретсийәниң, җумһур рәис әрдоғанниң измирдики сайлам йиғилиши әснасида қилған сөзлиригә қарита елан қилған байанатиниң чүшинилмигәнликини, мәзмун вә вақит җәһәттин йатсираш пәйда қилғанлиқини әскәртип, «гиретсийәниң (1919 – йили) анадолуни ишғал қилишқа урунғанлиқи вә армийәсиниң анадолуға йәткүзгән бузғунчилиқ вә зийанкәшлики түпәйли түркийәгә төләм төлигинидәк тарихий һәқиқәтләрни әслимәстинла елан қилинған бу байанат толиму әпсуслинарлиқ болуп, бизниң бу дөләт билән йаритишқа тиришиватқан ишәнч муһитиға вә йахши қошнидарчилиқ мунасивитимизгә қилчиму йарашмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған йәкшәнбә күни измирдики сайлам йиғилишида, анадолуниң гиретсийәниң ишғал қилиш тәшәббусидин қутулуш җәрйанини тәкитлигән, гиретсийә ташқи ишлар министирлиқи бу сөзләргә қарита байанат елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر