чипрас айасофийани екскурсийә қилди
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән түркийәгә кәлгән гиретсийә баш министири алексис чипрас айасофийани екскурсийә қилди.
1139921
түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийә баш министири алексис чипрас түнүгүнки пайтәхт әнқәрәдә елип барған рәсмий зийарәтлиридин кейин, һәмраһлиқидики һәйәт билән бирликтә истанбулға барди.
у бүгүн әтигән айасофийани екскурсийә қилди؛ меһман баш министирниң айасофийа зийаритигә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин һәмраһ болди.
алексис чипрас зийаритидин кейин сөз қилип, «бу йәрдә болғанлиқимдин хушалмән» деди.
у арқидин фәнәр им патрики бартоломеониң һәмраһлиқида һәйбәлиада раһиблар мәктипигә барди вә у йәрдә өткүзүлгән ибадәт мурасимиға қатнашти.
чипрас арқидин гиретсийәниң истанбулдики консулханисида истанбулда йашайдиған рим җамаитиниң вәкиллири билән көрүшиду.