мәвлүт чавушоғлу рашид достум билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу афғанистанниң биринчи муавин пирезиденти рашид достум билән көрүшти.

1139255
мәвлүт чавушоғлу рашид достум билән көрүшти

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу ташқи ишлар министирлиқи рәсмий туралғусида афғанистанниң биринчи муавин пирезиденти рашид достумни күтүвалди.

мәвлүт чавушоғлу учришиш һәққидә тивиттер һесабидин елан қилған байанатида, «учришишимизда афғанистанниң тинчлиқи вә мурәссә басқучлирини музакириләштүқ. барлиқ афғанистанлиқ қериндашлиримизға қиливатқан йардәмлиримиз давамлишиду» деди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر