әминә әрдоған ийорданийә падишаһи вә мәликисиниң зийарити тоғриисда учур ортақлашти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған, ийорданийә падишаһи иккинчи абдуллаһ вә рәпиқиси мәликә ранийа абдуллаһниң истанбул зийарити тоғрисида иҗтимаий таратқу торида учур ортақлашти.

1137628
әминә әрдоған ийорданийә падишаһи вә мәликисиниң зийарити тоғриисда учур ортақлашти

түркийә авази радийоси хәвири: әминә әрдоған, иҗтимаий таратқу торидики адресиға зийарәткә мунасивәтлик бир парчә рәсим чиқирип, астиға «ийорданийә падишаһи иккинчи абдуллаһ вә рәпиқиси мәликә ранийа абдуллаһ билән гүзәл бир истанбул ахшими өткүздуқ. зийарәтлири үчүн уларға рәһмәт ейтимән» дегән учурларни йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر