әрдоған: күлтүр вә сәнәт һайатий әһмийәткә игә мәсилә

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған күлтүр вә сәнәтниң миллий мәвҗутлуқ нуқтисидин һайатий әһмийәткә игә мәсилә икәнликини ейтти.

1123325
әрдоған: күлтүр вә сәнәт һайатий әһмийәткә игә мәсилә

 

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған баштәпә қурултай залида «күлтүр вә сайаһәт министирлиқи 2018йиллиқ алаһидә мукапати» мурасимида нутуқ сөзлиди.

күлтүр вә сайаһәт министирлиқи 1979йилидин етибарән һәр йили тарқитип келиватқан вә 2016йилидин башлап, «күлтүр вә сайаһәт алаһидә мукапити» дәп нам берилгән мукапатниң бу йиллиқ саһиплири муәййәнләшти.

«министирлиқ алаһидә мукапати» ға әмин онгар музика җәмийити лайиқ көрүлди һәмдә доғуш һессидарлиқ ширкитиниң қоллап қуввәтлиши билән қурулған ара гүләр архип тәтқиқат мәркизи, ара гүләр музийиму алаһидә мукапатқа лайиқ көрүлди. 

әрдоған сөзлигән нутиқида, күлтүр сәнәт мәслисиниң һеч болмиғанда террорлуққа қарши күрәш, йаки ташқи сийасәт вә йаки дөләт ул - әслиһә хизмәтлиригә охшаш муһим әһмийәтлик, һайати мәсилә икәнликини билдүрди.

әрдоған: «иншааллаһ йеңи мәзгилдә дөлитимиздә күлтүр вә сәнәтни шундақла бинакарлиқ вә шәһәрчиликни тегишлик болған сәвийәгә көтүримиз» деди.

әрдоған җумһур рәислик хизмәтлири даирисидә қурулған күлтүр сәнәт сийасити оргининиң бу саһәдики шийасәтләрни ббләгиләшкә һәссә қошидиғанлиқини, қиливатқан хизмәтлирини йеқиндин тәқиб қилидиғанлиқини билдүрди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر