җон болтон дөлитигә қайтти

америка ақсарай дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җон болтонниң бүгүн (8-йанвар) чүштин кейин түркийәдин дөлитигә қайтқанлиқи билдүрүлди.

1121526
җон болтон дөлитигә қайтти

түркийә авази радийоси хәвири: америка ақсарай дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җон болтон башчилиқидики һәйәт түнүгүн (7-йанвар) түркийә рәһбәрлири билән көрүшүш үчүн кечидә пайтәхт әнқәрәгә кәлгән болуп, бүгүн 13:45 өткәндә әсәнбоға айродурумидин дөлитигә қайтти.

җон болтонниң учришишиға, америка армийә баш иштаб башлиқи җосеф дунфорд вә дунйа кординатсийә алаһидә вәкили җемис җефрий қатарлиқлар һәмраһ болди.

түркийә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин билән ақсарай дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җон болтон бүгүн әтигән җумһур рәислик сарийида көрүшти. көрүшүш икки саәт 10 минут давамлашти.

җон болтон әнқәрәгә келиштин бурун исираилийәни зийарәт қилған болуп, баш министир нетанйаһу билән көрүшкән иди. дунфорд билән җефрийниң әнқәрәдә қелип, мунасивәтлик учришишлирини давамлаштуридиғанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر