америка қомандани түркийәдин кәчүрүм сориди

полкавник сен рийан түркийә армийәсигә һақарәт қилған п к к ни қоллиғучи бир һесабниң учурини һәмбәһирләшкән иди.

1108998
америка қомандани түркийәдин кәчүрүм сориди

 

түркийә авази радийоси хәвири: иҗтимаий таратқуда бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни қоллайдиған вә түркийәгә һақарәт қилиши аз ичигә алған бир учурни һәмбәһриләшкән америка рәһбәрликидики даешқа қарши иттипақдаш қисим байанатчиси полкавник сен рийан түркийә мәсуллири наразилиқ билдүргәндин кейин кәчүрүм сориди.

полкавник сен рийан түркийә армийәсигә һақарәт қилған п к к ни қоллиғучи бир һесабниң учурини һәмбәһирләшкән иди.

депломатик мәнбәләрдин игиләнгән мәлуматларға көрә, сен рийан аридин узун өтмәйла мәзкур шәрмәндичиләрчә учурни өчүрүп ташлап, түркийә мәсуллири бу ишқа мудахилә қилғандин кейин кәчүрүм сориған. 

полкавник сен рийан иттипақдаш қисимларниң рәсмий тивиттер һесабидин елан қилған байанатида, «рәсмий вәзипәм туруғлуқ иттипақдишимиз вә даешниң мәғлубийәткә учритилишида ачқучлуқ рол ойнайдиған шерикимиз болған түркийәгә қарита һақарәтни өз ичигә алған бир учурни хата һалда һәмбәһирлишип қалдим. қәстән һөрмәтсизлик қилишни ойлиғиним йоқ. бихәтәрлик җәһәттә ортақ вәзипилиримиз бар. униң үстигә даешни мәғлуп қилиш нишаниға тәң бағлиқмиз. өтүнүп қалай, сориған кәчүрүмимни қобул қилиңлар» дегән сөзләрни ишләтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر