әрдоған: түркийәниң терроризмға қарши  күрәш қилиш ирадиси қәтий

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң терроризмға қарши  күришиниң террорчилар үзүл - кесил йоқитилғанға қдәәр изчил давамлишидиғанлиқини ейтти.

1107629
әрдоған: түркийәниң терроризмға қарши  күрәш қилиш ирадиси қәтий

түркийә авази радийоси хәвири:  җумһур рәис әрдоған дәнизлидә, аммиви ул әслиһә қурулушлирини омумйүзлүк ишқа кириштүрүш мурасимида қилған сөзидә,  түркийәниң терроризмға қарши  күрәш ирадисиниң қәтийликини, бу  күрәшниң террорчилар үзүл - кесил йоқитилғанға қәдәр үзлүксиз давамлишидиғанлиқини тәкитләп  мундақ деди: «ирақниң синҗар райониға, қарачоққа кирдуқ, уруш айропиланлири п к к террорчилириға у җайларни мазарларға айландурувәтти, террорчиларниң бизгә қарши колиған орәклирини өзлиригә мазарлиққа  айландуруимиз. <бир кечиси уштумтур һәрбий һәрикәт қозғишимиз мумкин>, дегән идуқ, бу сөзимизни әмәлийләштүрдуқ. дәрвәқә, терроризмға қарши  күрәш  дөләт ичи-сиртида изчил давамлашмақта, буниңдин кейинму үзлүксиз давамлишиду.»

нутиқида, 2 – өктәбир күни сәуди әрәбистанниң истанбудики баш консулханисида вәһшийләрчә өлтүрүлгән сәуди әрәбистанлиқ журналист җамал қашиқчи җинайити тоғрилиқму тохталған җумһур рәис әрдоған, түркийәниң пиринсиплиқ позитсийә тутушиға қарита пүткүл дунйаниң йуқири баһа бериватқанлиқини, түркийәниң әдлийә органлири, җамаәт хәвпсизлики тармақлири вә ахбарат орунлириниң һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилип, бу җинайәтни паш қилғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «қатиллар дөлитимиздин айрилған чағда вәқәниң немилики техичә айан әмәс иди, әгәр бу вәқәни әнә шундақ кәң даирилик тәкшүрмигән болсақ, җинайәтниң пәрдә арқисини паш қилғили болмайтти, җинайәтни һазирму давамлиқ тәкшүрүватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر