әминә әрдоған аргентинада евита  музейини зийарәт қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған аргентинада евита  музейини зийарәт қилди.

1098114
әминә әрдоған аргентинада евита  музейини зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн аргентина дөләт ишлири зийаритидә болуватқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға һәмраһ болуватқан әминә әрдоған, пайтәхт  буенус айрестики евита  музейини зийарәт қилди.

айалларға сайлиниш һоқуқи берилишини өз ичигә алған аммиви сәпәрвәрлик һәрикәтлири билән тонулған вә аргентина тарихида муһим орунда туридиған ева перонниң һайатини әкс әттүридиған  музейниң киришидә, ева перон тарихий тәтқиқатлар миллий иниститутиниң мәсули кристина алварез родригуез әминә әрдоғанни қизғин қарши алди, һәмдә әминә әрдоғанға  музей вә ева перон һәққидә мәлумат бәрди.

 бәзи министирларниң рәпиқилириму музей зийаритидә әминә әрдоғанға һәмраһ болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر