әрдоған аргентинаға қарап йолға чиқти

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған боинис айрис шәһиридә өткүзүлидиған G20 дөләтләр гуруһи йиғиниға қатнишиш үчүн, аргентинаға қарап йолға чиқти.

1097148
әрдоған аргентинаға қарап йолға чиқти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, хизмәт һайатиниң келәчики, тәрәққийат үчүн астиқурулма вә давамлаштурғили билидиған йемәк-ичмәк келәчики қатарлиқ мәсилиләрниң, аргентина нөвәтчи рәисликиниң асаслиқ қарап чиқилидиған саһәләр болуп бекитилгәнликини билдүрди. у мушу йил ичидә министирлар сәвийәсидә 12 йиғин вә нурғун техника сәвийәсидики хизмәтләрниң қилинғанлиқини қәйт қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң бу паалийәтләргә актип иштирак қилғанлиқини, учришишлар һәққидә G20 дики дөләтләр билән ортақлашқанлиқини әскәртти.

рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти владимир путин билән түнүгүн (28-нойабир) өткүзгән телефон сөһбитидә, сүрийәниң идлиб мәсилисиниңму музакирә қилинғанлиқи билдүрүп: «ишниң йәнә бир тәрипи мүнбич мәсилиси. иншааллаһ, бу һәқтә америка пирезиденти доналд трамп билән аргентинада көрүшимиз» деди.

у пирезидент путин билән, қара деңизда йүз бәргән русийә-украина йирикчиликиниму музакирә қилғанлиқлирини әскәртти вә: «әлвәттә, путин билән өткүзгән сөһбитимизниң асасий йөнүлүши бойичә, һазир һәммигә мәлум болған, оттурилирида украина билән давамлишиватқан мусапә вә бу мәсилидә немиләрни қилалишимиз мумкин? бу йәрдә мурәссәчилик ролини үстимизгә алаламдуқ? дегәндәк мәсилиләрни һәр икки тәрәп билән музакирә қилдуқ. һөрмәтлик пирезидент путин болсун йаки украина пирезиденти һөрмәтлик петро порошенко болсун, өткүзгән сөһбәтлиримиз нәтиҗисидә һәр икки тәрәп биздин бәзи тәләпләрни сориди. биз бу тәләпләрни һөрмәтлик путин билән аргентинада көрүшкәндә оттуриға қойимиз. охшашла бу мәсилиләрни трамп билән көрүшкәндиму музакирә қилимиз» деди.

у бир мухбирниң, «русийә пирезиденти путин S-400  ниң сетилиши тоғрисида байанат елан қилди. сетишниң доллар билән болмиғанлиқини ейтти. ундақта бу рубли йаки лира билән болдиму? бу һәқтә қандақ қарар елинди?» дегән соалға, мундақ җаваб бәрди:

«бу ишни башлиған вақтимизда, бизниң изчил һалда оттуриға қойуп келиватқан қаришимиз бар иди. 2019-йилниң ахириғичә закаслар тапшурулиду вә шу күндин башлап, бизниң малийә министирлиримиз вә мәркизий банкилиримизниң бирликтә хизмәт қилиши билән, баштин тартип йәрлик вә миллий пул бирлики билән сода қилиш қаришимиз әмәлгә ашқан болиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر