әрдоған: б д т  қурулмисида ислаһат елип бериш шәрт

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қурулмисида ислаһат елип беришниң шәрт икәнликини ейтти.

1096552
әрдоған: б д т  қурулмисида ислаһат елип бериш шәрт

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң истанбулда чақирилған   иқтисадий вә һәмкарлиқ даимий комитети йиғинида, комитетниң башлиқи болуш сүпити билән йиғин иштиракчилириға салам бәргән вә уларни қизғин қарши алидиғанлиқини ипадилигәндин кейин  қилған сөзидә, мундақ деди: «бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң болупму даимий әзаларниң мәнпәәни қоғдайдиғанлиқини тонуп йәттим. 5 даимий әзадин бирәрси немә десә қалғанлириму шундақ қилишқа мәһкумдур. җүмлидин, мән бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң сомалидики қарни ач балиларни қутублардики биналарниң саничилкму ойлап қоймайдиғанлиқиға шаһит болдум.  хәвпсизлик кеңишиниң пул, нефит, алмасниң сиртида башқа ишларға анчә көңүл бөлмәйдиғанлиқи һәммигә айан. нөвәттә биз биринчи дунйа урушидин кейинки дунйада йашаватқинимиз йоқ, йеңи бир дунйа қурулди, хәвпсизлик кеңиши  5 даимий әзаси билән, 15 вақитлиқ әзаси билән һечкимни алдимисун. дәрвәқә, 15 вақитлиқ әзаниң хәвпсизлик кеңишидә қилчә әһмийитиму йоқ, чүнки һәммә иш 5 даимий әзаниң ағзиға қарашлиқтур. шуңа бирләшкән дөләтләр тәшкилати қурулмисида ислаһат елип бериш шәрттур. ислам һәмкарлиқ тәшкилати иқтисадий вә һәмкарлиқ комитетиниң әзалири болуш сүпитимиз билән сода омумий соммимизни қанчә ашурсақ шунчә қудрәт тапимиз, өзара сода ишлирида миллий пул бирликлиримизни ишлитишимиз, җаһангирларниң суйиқәстлик пиланлирини битчит қилишимиз җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә.»

җумһур рәис әрдоған йәнә, террорлуқ тәшкилати даешқа қарши  күрәшни баһанә қилип, районда йеңи бир террорлуқ дөлитиниң қурулушиға әсла йол қойулмайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «сүрийә киризисини башқилар әмәс, биз һәл қилимиз, берлиндин парижғичә, бирйусселдин москвағичә қәйәрдә болса болсун, террорчиларниң мәсум кишиләрни өлтүрүшигә биз тақабил туримиз. пуқралиримизни қуддусни зийарәт қилишини тәшвиқ қилиш арқилиқ, ишғалчиларниң қуддусниң чирағлирини өчүрүшиниң алдини алимиз. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати, п к к, әлқаидә, әшшәбаб қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлири арқилиқ келәчикимизни вәйран қилиш пиланини бузуп ташлаймиз, террорлуқ тәшкилати даешқа қарши  күрәшни баһанә қилип, районда йеңи бир террорлуқ дөлитиниң қурулушиға әсла йол қоймаймиз, зулум вә адаләтсизликкә қарши алди билән биз қарши чиқимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر