түркийә – қатар истратегийә комитетиниң 4 – нөвәтлик йиғини истанбулда чақирилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийә билән қатарниң қийин күнләр достилири икәнликини қайта – қайта намайан қилғанлиқини ейтти.

1095867
түркийә – қатар истратегийә комитетиниң 4 – нөвәтлик йиғини истанбулда чақирилди
al sani-erdogan1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә – қатар алий истратегийә комитетиниң 4 – нөвәтлик йиғини, җумһур рәис әрдоған билән қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал саниниң иштирак қилиши билән истанбулдики ваһдәттин сарийида өткүзүлди.

җумһур рәис әрдоған йиғинда сөз қилип, «қатарлиқ қериндашлирим алди билән иккинчи өйүңларға хуш кәлдиңлар. дипломатик мунасивәтлиримизниң 45 йиллиқини тәбрикләватқан мушу күнләрдә һәмкарлиқимиз йәткән сәвийәдин иптихарланмақтимиз» деди.

«һәқиқий дост қийин күнләрдә билиниду» дәйдиған бир сөз барлиқини билдүргән әрдоған, икки дөләтниң қийин күнләрдә өзара һәмкарлашқан һалда бүгүнгичә бирликтә һәрикәт қилип кәлгәнликини ейтти.

түркийә билән қатарниң бир – бирлириниң қара күн достлири икәнликини қайта – қайта намайан қилғанлиқини тәкитлигән әрдоған сөзини давамлаштуруп, «түрк миллити, қатарлиқ қериндашлириға қаритилған муһасирә вә ембарголарниң бикарға чиқирилиши үчүн алаһидә күч сәрп қилди. қатарму 15 – ийул (2016) дики хаинларчә һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин хәлқара сәһнидә дөлитимизгә әң күчлүк һәмдәм болған дөләтләрниң арисидин орун алди. йеқинқи айларда иқтисадимизға қаритилған иғвагәр һәрикәтләргә қаритаму йенимизда турди. бу мунасивәт билән, вападар достимиз қатарға намайан қилған күчлүк һәмкарлиқи үчүн йәнә бир қетим өзүм вә миллитим намидин рәһмитимни билдүримән» деди.

қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал сани билән өткүзгән учришиши тоғрисида тохталған әрдоған, учришишта, икки тәрәп мунасивәтлири йәткән нуқтидин хушаллиқ һес қилинғанлиқиниң тилға елинғанлиқини, һәмкарлиқни барлиқ саһәләр бойичә чоңқурлаштуруш тоғрисидики тиләклирини ортақлашқанлиқлирини қәйт қилди.

йиғиндин кейин, түркийә вә қатарниң мунасивәтлик банкилири, икки дөләт арисида қатнаш, мәдәнийәт, сода вә иқтисад дегәндәк бир қатар саһәләргә мунлик истратегийәлик һәмкарлиқ келишими  имзалиди.

йиғинға ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, қатнаш вә үстқурулма ишлири министири җаһит туран, хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайрақ, сода ишлири министири руһсар пәкҗан, җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин вә башқа әмәлдарлар билән қатарлиқ мунасивәтлик әмәлдарлар иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر