әрдоған билән путин «түрк еқими» мурасимида нутуқ сـөзлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийә тәбиий газини қара деңиз вә түркийә арқилиқ йавропаға йәткүзидиған «түрк еқими тәбиий газ турубба линийәси лайиһәси» ниң пәқәт түркийә үчүнла әмәс, бәлки қошнилар вә пүтүн район үчүнму интайин йахши әвзәл

1090985
әрдоған билән путин «түрк еқими» мурасимида нутуқ сـөзлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк еқими лайиһәсиниң деңиз қисминиң пүтүши мунасивети билән истанбул қорултай мәркизидә өткүзүлгән ечилиш мурасимиға җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә русийә пирезиденти виладимир путин қатнашти.

җумһур рәис әрдоған мурасимда сөзлигән нутуқида, түрк еқими лайиһәсиниң ахириқи басқучқа йетип кәлгәнликини билдүрүп, «түрк еқими йалғуз дөлитимиз вә миллитимизгила әмәс, бәлки қошнилирмиз вә пүтүн районимизғиму интайин йахши әвзилликләрни суниду» деди.

әрдоған түрк еқими лайиһәсиниң 2019йилида селинидиған муәссәсилириниң арқидин хизмәткә кериштурулидиғанлиқини ейтти. 

әрдоған түркийәгә нисбәтән русийәниң узун муддәтлик һәмкарлиқ орнитишқа болидиған ишәнчлик бир дост вә муһим бир тәбиий газ тәминлигучиси икәнликини тәкитләп, «русийә билән болған һәмкарлиқимиз толиму кәң даирилик сәһаләр бойичә илгирилимәктә. нишанимиз русийә билән 100 милйард долларлиқ сода омумий соммиси сәвийәсини ишқа ашуруштур. түркийә русийәдин 1987йилидин буйан 387 милйард күбметир тәбиий газ сетивалди. бу енергийә саһәсидики мунасивәтлиримизниң һәр түрлүк синақлардин өткәнликиниң ипадисидур. биз русийә билән болған өзар мунасивәтлиримизниң даирисини һечқачан башқа дөләтләрниң тәлипигә йаки зорлишиға көрә бәлигиләп бақмидуқ. һөрмәтлик путин вә русийә хәлқи билән болған һәмкарлиқимизниң дөләтлиримизгә нисбәтән техиму чоң лайиһәләрниң хушхәвәрчиси болидиғанлиқиға ишинимиз» деди.

виладимир путинму мурасимда сөзлигән нутуқида, «русийә вә түркийә болуш сүпитимиз билән енергийә саһәсидики һәмкарлиқимизни узун йиллар буйан интайин ғәлибилик давамлаштурмақмиз» деди.  

путин түрк еқими лайиһәсиниң әһмийити үстидә тохтилип, «түрк еқими түркийәни муһим бир тәбиий газ мәркизигә айландуриду. түркийәниң орниғиму иҗабий тәсирләрни көрситиду» деди.

путин икки дөләт оттурисида ишәнч болмай туруп бу лайиһәниң ишқа ешишиниң мумкин әмәсликини билдүрүп, әрдоғанға сийасий ирадиси вә җасарити үчүн рәхмәт ейтти.  

нутуқ ахирилашқандин кейин түрк еқими лайиһсиниң деңиз қисмиға көмүлидиған ахириқи турубба җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә русийә пирезиденти виладимир путинниң бирликтә буйруқ бериши билән қара деңизға урунлаштурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر