түркийә террорчиларға үзлүксиз зәрбә бәрмәктә

түркийә армийәси, ирақниң шималий вә һаккари тағлиқ районида һуҗумға өтүшкә тәййарлиниватқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға һавадин зәрбә берип, 5 террорчини бир тәрәп қилди.

1078218
түркийә террорчиларға үзлүксиз зәрбә бәрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ һавадин зәрбә бериш һәрикити тоғрисида байанат берип, һаккари тағлиқ райони билән ирақниң шималидики хакурк районида елип берилған түнүгүнки һавадин зәрбә бериш һәрикитидә террорлуқ тәшкилатиниң панаһлиниш орунлири вә оқ – дора искилатлириниң йоқитип ташланғанлиқини, һәрбий районларға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқан 5 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر