«тәһдитләрни өз увисида битчит қилиш сийаситини йолға қойуватимиз»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған терроризмға қарши  күрәш мәсилисини қайтидин көздин кәчүрүп, тәһдитләрни өз увисида битчвт қилиш сийаситини йолға қойуш басқучқиға қәдәм қойғанлиқлирини ейтти.

1076699
«тәһдитләрни өз увисида битчит қилиш сийаситини йолға қойуватимиз»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған қораллиқ сақчи қисим вә саһил бихәтәрлик академийәси тәнтәрбийә залида өткүзүлгән «қораллиқ сақчи қисим вә саһил бихәтәрлик академийәси иккинчи қарарлиқ биринчи сержантлар оқуш пүттүрүш мурасими» да қилған сөзидә, нөвәттә терроризмға қарши  күрәш мәсилисини қайтидин көздин кәчүрүп, тәһдитләрни өз увисида битчит қилиш сийаситини йолға қойуш басқучқиға қәдәм қойғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «мәлуматларға қариғанда, террорлуқ тәшкилати сүрийәниң мунбич районида хәндәкләрни қезиватқудәк, әмма уларниң қезиватқини хәндәк әмәс, әксичә өзлириниң гөрлидур, қариғанда, улар бизни көп җапаға салмайла, өз путиға өзи палта чепиватқандәк қилиду. худайим буйриса, африн районини азад қилғинимиздәк, мунбич райониниму, әйн әләрәб вә тәләбйад районлириниму, сүрийәниң шималидики башқа районларниму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң зулмидин қутқузимиз. вәтинимизниң келәчикигә, миллитимизниң бихәтәрликигә қәст қилған унсурларни дөләт ичидила әмәс, чегра сиртдиму өз увилирида битчит қилиш сийаситини йолға қойуватимиз. дәрвәқә, бу тиришчанлиқлиримиз сайисида һәм бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң қалдуқлириниң санида көзгә көрүнәрлик дәриҗидә азийиш көрүлүватиду, һәм террорчиларниң террорлуқ паалийәтлирини елип бериш иқтидари җиддий арқиға чикиниш көрүлүватиду.»

у йәнә, түркийәниң «фират қалқини» намлиқ һәрбий һәрикити билән «зәйтун шехи» һәрбий һәрикитидә ишлитилгән көплигән қорал – йарағларниң миллий имканийәтләрдин пайдилинип ишләпчиқирилғанлиқини, шуңа, һечбир күчкә муһтаҗ болмиғанлиқини, буни әмәлийәт арқилиқ пүткүл җаһанға намайән қилғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر