мунбичта бирләшмә чарлашқа мунасивәтлик тәлим-тәрбийә ишлири башланди
түркийә армийә қисимлири билән америка қисимлириниң сүрийәниң мунбич районидики бирләшмә чарлишиға мунасивәтлик ортақ тәлим-тәрбийә ишлири бүгүн (9-өктәбир) башланди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар америка қисимлири билән түркийә армийә қисимлириниң мунбичтики бирләшмә чарлишиға мунасивәтлик ортақ тәлим-тәрбийә ишлириниң башланғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди. у байанатида, америка билән түзүлгән мунбич һәрикәт пилани вә хәвпсизлик пиринсиплири рамкисида, мунбитчта террорлуқ тәшкилати п й д|й п г| п к к ниң мәвҗутлуқини ахирлаштурушниң мәқсәт қилинғанлиқи билдүрүлди.
министир һулуси акар байанатида мундақ деди:
«нишанимиз- террористларниң қолидики еғир типлиқ қоралларниң топлиниши, п й д|й п г|п к к ниң мунбичтин чиқирилиши билән муқимлиқ вә бихәтәрликни капаләткә игә қилип, әң қисқа вақит ичидә йәрлик һөкүмәтни п й д|й п г|п к к дин тазилаш, мунбичлиқларниң балдуррақ йурт-маканлириға қайтишини капаләткә игә қилиш.»
у мунбичта террористлар колиған хәндәкләр һәққидә учур вә доклатларниң барлиқини, буларни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини әскәртип: «бу һәқтики агаһландурушлиримизни американиң мунасивәтлик органлириға йәткүздуқ, бизму буниңға қарита тәдбирлиримизни алдуқ. террорлуқ тәшкилати бурунқиға охшашла вақти- саити кәлгәндә өзлири колиған орәккә өзлириниң чүшидиғанлиқини билиши керәк» деди.
түркийә билән американиң 4-ийундин кейин йолға қойған мунбич пиланиниң дәсләпки басқучи, фират дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида ува тутқан п й д|й п г|п к к ниң райондин чиқирилишини өз ичигә алиду. иккинчи басқучта болса, түркийә билән америка һәрбий қисимлири вә истихбарат хадимлири районда бирликтә чарлайду.
үчинчи басқучта, мунбичта йәрликләрдин тәшкилләнгән һөкүмәт қурулиду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
ирақ вә сүрийәниң шималида 17 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақ вә сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 17 террорчи бир тәрәп қилинди.