чавушоғлу фирансийә ташқи ишлар министири билән күнтәртиптики мәсилиләрни музакирә қилди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу фирансийә ташқи ишлар министири жон ив лө ғийон билән көрүшти.

1059838
чавушоғлу фирансийә ташқи ишлар министири билән күнтәртиптики мәсилиләрни музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу парижда фирансийә ташқи ишлар министири жон ив лө ғийон билән айрим вә һәйәтләр ара өткүзүлгән учришишларда күнтәртиптики мәсилиләрни музакирә қилди.

мәвлүт чавушоғлу билән жон ив лө ғийонниң айрим көрүшүшидә, сүрийә мәсилисини асас қилған һалда районлуқ мәсилиләр, икки дөләт мунасивәтлири вә фирансийәниң ортақ күнтәртипидин орун алған башқа мәсилиләр үстидә өзара пикир алмаштурулғанлиқи билдүрүлди.

чавушоғлу билән жон ив лө ғийонниң көрүшүши ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлди вә тәхминән 1 йерим саәт давамлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر