җумһур рәис әрдоған берлинда германийә пирезиденти тәрипидин қарши елинди

германийә пирезиденти франк валтер стейнмийерниң тәклипигә бинаән берлинға йетип барған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған беллеву сарийида стейнмийер тәрипидин һәрбий мурасим арқилиқ қарши елинди.

1058392
җумһур рәис әрдоған берлинда германийә пирезиденти тәрипидин қарши елинди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған  беллеву сарийида алди билән меһман дәптирини имзалиди. мәлуматларға қариғанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған германийә пирезиденти франк валтер стейнмийер билән көүшкәндин кейин, германийә баш министири ангела меркел билән бир йәргә җәм болидикән, һәмдә меркел билән бирликтә қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзидикән, германийәдики даңлиқ ширкәтләрниң хоҗанлири билән өткүзүлидиған  йумилақ үстәл йиғиниға қатнашқандин кейин, рәпиқиси әминә әрдоған билән бирликтә германийә пирезиденти франк валтер стейнмийер тәрипидин шәрипигә берилидиған кәчлик тамақ зийапитигә қатншиидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر