чавушоғлу: «идлиб келишими» ахирқи пурсәттур
ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу русийә билән түзүлгән «идлиб келишими» ниң сүрийә киризисини һәл қилиштики ахирқи пурсәт икәнликини ейтти.
![чавушоғлу: «идлиб келишими» ахирқи пурсәттур](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/1fb8/e0c1/5fce/5bac8064280e6.jpg?time=1718811877)
түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 73 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини үчүн зийарәттә болуватқан америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров вә иран ташқи ишлар министири җәвад зариф билән елип барған учришишидин кейин елан қилған байанатида, илгири бирдәклик һасил қилинғини бойичә ишқа ашурулған бу үч тәрәплик учришиштин мәқсәтниң, 17 – сентәбир күни русийәниң сочи шәһиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путин тәрипидин имзаланған «идлиб келишими» ниң иҗра қилиниши икәнликини тәкитләп мундақ деди: «<идлиб келишими> түркийә, русийә вә иран бирдәк қоллаватқан вә саһибханилиқ қиливатқан бир келишимдур. дәрвәқә, бу келишим сүрийә киризисини һәл қилиштики ахирқи пурсәттур. шуңа бу пурсәтни чиң тутушимизға тоғра келиду. бу пурсәттин пайдилинип, сүрийә һөкүмити билән өктичиләрни бир йәргә җәм қилишимиз, бу арқилиқ сийасий басқучни тезлитишимиз лазим. иҗабий җәһәттин ташлинишқа тегишлик қәдәм, сүрийәдә асасий қанун комитети тәшкил қилиштур. җүмлидин, бу һәқтә түркийә, русийә вә иран бирликтә һәрикәт қилмақта. әмди нөвәт сүрийә киризисини сийасий йоллар арқилиқ һәл қилишқа, бу арқилиқ дөләттә тинчлиқ вә муқимлиқ орнитишқа кәлди.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![әрдоған пашинйан билән телефонлашти](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/17dc/85c7/62ef/667274aa8f555.jpg?time=1718811877)
әрдоған пашинйан билән телефонлашти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әрменийә баш министири никол пашинйан билән телефонлашти.
![түркийә әзәрбәйҗанниң келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/6e67/9b77/98a9/66716af7bff4b.jpg?time=1718811877)
түркийә әзәрбәйҗанниң келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта
түркийә дост вә қериндаш дөләт әзәрбәйҗанниңму келәчики үчүн һәмнәпәс болмақта.