әрдоған түрк тил байримини тәбрикләп телеграмма елан қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 26-сентәбир түрк тил байрими мунасивити билән тәбрик телеграммиси елан қилди.

1056512
әрдоған түрк тил байримини тәбрикләп телеграмма елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әсирләрдин буйан тинчлиқниң, хуш пеиллиқниң вә сөйгүниң тили болуп бүгүнгичә йетип кәлгән түрк тилини техиму гүлләндүрүш, қоғдаш вә тәрәққий қилдуруш үчүн барлиқ пуқраларниң көңүл бөлүши керәкликини ейтти.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түрк тил байрими мунасивити билән елан қилған тәбрик телеграммисида: «дунйадики әң қәдимки вә әң кәң қоллинилған шундақла әң бай тиллардин бири болған түркчимиз, бизни милләт қилған байлиқлиримизниң әң алдида туриду» деди.

у милләтләрниң упуқини, дунйа қаришидики чоңқурлуқлирини тилларниң маһийити бәлгиләйдиғанлиқини әскәртти.

у түрк миллитини җәм қилған мәниви байлиқларниң әвладтин әвладқа йәткүзүлишидә әң муһим рол ойниған түркчини, әдәбийат-сәнәт, билим вә маарип тиллири арисида техиму йуқири орунға игә қилдурушниң алдин әһмийәт берилидиған ишлар икәнликини қәйт қилди.

түркчиниң өзигә хас тәпәккур қилишни өгиништә, илмий тәтқиқатларни күчәйтиштә, әдәбийат-сәнәт вә мәдәнийәт саһәсидә надир әсәрләрни йаритишта муһим рол ойниғанлиқини тәкитлиди. у мундақ деди:

«әсирләрдин буйан илғар мәдәнийәтләргә саһибханлиқ қилған бу земинларда, тинчлиқниң, хуш пеиллиқниң вә сөйгүниң тили болған түркчимизни техиму гүлләндүрүш, қоғдаш вә тәрәққий қилдуруш үчүн барлиқ пуқралиримиз көңүл бөлүши керәк.»

у йәнә мундақ деди:

«түрк тил байриминиң пәрзәнтлиримиз вә йашлиримизни асас қилған һалда пүткүл хәлқимизниң хәйрилик ойғинишиға вәсилә болушини тиләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر