ташқи ишлар министири чавушоғлу венезуелада зийарәттә болиду

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 21 – 22 – сентәбир күнлири венезуелада дөләт ишлири зийаритидә болиду.

1053203
ташқи ишлар министири чавушоғлу венезуелада зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: зийарити даирисидә венезуела ташқи ишлар министири җорҗ арреаза билән бир йәргә җәм болидиған чавушоғлу, венезуела пирезиденти николас мадуро тәрипидинму қобул қилиниду.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң учришишлирида, түркийә – венезуела мунасивәтлириниң кәң даирилик музакирә қилиниши, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә өзара пикир алмаштурулуши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر