йапонийә мәликиси истанбулда зийарәттә болмақта

йапонийә мәликиси акико микаса истанбулдики зийарәт пирограммилири даирисидә, бүгүн түркийә билән йапонийәниң һәмкарлиқи астида йасалған балта портидики йапонийә йағчисини сәйлә қилди.

1048805
йапонийә мәликиси истанбулда зийарәттә болмақта
mikasa.jpg
japon prenses.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә мәликиси микаса истанбулда бүгүн әтигәндә йапонийә бағчисида йапонийәниң әнәнивий бинакарлиқ сәнәтигә уйғун һалда йасалған йапонийә өйини зийарәт қилди. алақидар хадимлардин өйниң йасилиши һәққидә қисқичә мәлумат алди. андин һәмраһлиқидики һәйәт билән өйиниң ичини көздин кәчүрди.

йапонийә мәликиси йәнә, йапонийәниң семволи һесаблинидиған сакора (гилас) дәрәхлири билән безәлгән, кичик шақиратма, көл вә равақларниму айланди.

мәликә микаса бағчисида нурғун қетим рәсимгә чүшти.

мәликиниң зийаритигә йапонийәниң истанбулда турушлуқ баш консоли норио еһара билән консолхана хадимлири һәмраһ болди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر