нәзәрбайев мурасим билән күтүвелинди

түркийәгә рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн әнқәрәгә кәлгән қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайев, җумһур рәислик сарийи алдида мурасим қаравуллири тәрипидин күтүвелинди. қаравуллар мурасим дәрвазисиғичә униңға һәмраһ болди.

1049039
нәзәрбайев мурасим билән күтүвелинди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн әнқәрәгә йетип кәлгән қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайевни җумһур рәислик сарийиниң чоң дәрвазиси алдида күтүвалди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән пирезидент нурсултан нәзәрбайев мурасим мәйданидики җайиға кәлгәндин кейин, 21 данә һөрмәт топи етилди вә икки дөләтниң миллий маршлири оқулди.

қазақистан пирезиденти нурсултан нәзәрбайевни күтүвелиш мурасимида, тарихта қурулған 16 түрк дөлитигә символ қилинған байрақлар вә әскәрләрму орун алди.

рәҗәп таййип әрдоған билән нурсултан нәзәрбайев байрақларниң алдида қол сиқишип көрүшүп, мухбирларниң көрүнүш еливелишидин кейин, айрим сөһбәт өткүзди.

рәҗәп таййип әрдоған билән нурсултан нәзәрбайев йуқири сәвийәлик истратегийәлик кеңәш йиғиниға вә имза қойуш мурасимиға қатнишиду, андин бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.

нурсултан нәзәрбайевни күтүвелиш мурасимида, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, дөләт мудапиә министири һулуси акар, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсой, қатнаш министири мәһмәт җаһит турһан қатарлиқ рәһбәрләр биргә болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر