түркийә җәнвәдә өткүзүлгән астана сөһбәтлириниң капаләтчи дөләтлири йиғини тоғрисида байанат бәрди

түркийә, сүрийә үчүн асасий қанун комитети қуруш мусаписиниң астана сөһбәтлириниң капаләтчи дөләтлири арисидики әмәлий музакириләр арқилиқ давамлаштурулидиғанлиқини билдүрди.

1047917
түркийә җәнвәдә өткүзүлгән астана сөһбәтлириниң капаләтчи дөләтлири йиғини тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, астана сөһбәтлириниң капаләтчи дөләтлири түркийә, русийә вә иран һәйәтлири башлиқлириниң 10-, 11- сентәбир күнлири җәнвәдә б д т  баш катипиниң сүрийә алаһидә вәкили стефан де мистура билән көрүшкәнликини уқтурди.

байанатта, «учришишта, сүрийә киризисиға сийасий чарә тепиш йолидики тиришчанлиқлар даирисидики муһим бир өткәлни тәшкил қилидиған асасий қанун комитетиниң қурулуши вә усул бәлгилимилири музакирә қилиниди. бу даиридә, һакимийәт вә өктичиләр тәрипидин тәвсийә қилинған тизимликләр үстидә пиринсип җәһәттин бирдәклик һасил қилинғанлиқи тәкитләнди, тәшкиллинидиған гуруппиларниң үчинчиси болған иҗтимаий күчләр гурупписиниң шәкилләндүрүлүши мәсилиси музакирә қилинди. (бу) мусапә, астана сөһбәтлириниң капаләтчи дөләтлири арисида әмәлий музакириләр арқилиқ давамлаштурулиду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر