чавушоғлу литванийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, литванийә пирезиденти далийа тәрипидин қобул қилинди.

1038952
чавушоғлу литванийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: литванийә пайтәхти вилнйуста дөләт ишлири зийаритидә болуватқан мәвлүт чавушоғлу, литванийә пирезидентлиқ сарийида пирезидент далийа билән көрүшүп, мустәқил литванийәниң қайта қурулғанлиқиниң 100 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң тәбрик вә тиләклирини йәткүзди.

чавушоғлу арқидин литванийә ташқи ишлар министири линас билән көрүшти؛ икки министир учришиштин кейин һәмкарлиқ келишими имзалиди.

министир чавушоғлу учришишлири даирисидә, түркийә билән литванийә арисидики сийасий, иқтисадий, сода вә мәдәнийәт мунасивәтлири шундақла һәмкарлиқ орнитиш имканийәтлири тоғрисидиму сөзлишиду. у йәнә, түркийәниң йавропа иттипақиға қетилиш мусаписи билән район вә хәлқараға алақидар мәсилиләр тоғрисидиму пикир алмаштуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر