хәзинә вә малийә министири бәрат албайрақ әнглийәлик кәспдеши билән көрүшиду

хәзинә вә малийә министири бәрат албайрақ әнглийәлик кәспдеши билән көрүшүши җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң әнглийә баш вәзири теризе мей билән елип барған телефон сөһбитидә қарарлаштурулди.

1038377
хәзинә вә малийә министири бәрат албайрақ әнглийәлик кәспдеши билән көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи мәнбәлириниң билдүрүшичә, бүгүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әнглийә баш вәзири теризе мей билән телефонда көрүшкән. телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивәтлири, күндилик вә районлуқ мәсилиләр тоғрулуқ өзара пикир алмаштурулған. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән әнглийә баш вәзири теризе мей икки дөләт оттурисидики иқтисад - сода мунасивәтлири, өзара мәбләғ селиш паалийәтлириниң даирисини йәниму кеңәйтишниң зөрүрлүкини тәкитләшкән.

хәзинә вә малийә министири бәрат албайрақ билән әнглийә хәзинә вә малийә вәзири билән әң қисқа вақит ичидә бир йәргә җәм болуши қарарлаштурулған телефон сөһбитидә, идлибни өз ичигә алған сүрийәдики өзгиришләр һәққидә музакирә елип берилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر