әрдоған малазгирт зәпири һәққидә интайин тәсирлик сөз қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түрк миллитиниң 1071 – йили малазгиртта зади қандақ милләт икәнликини пүтүн аләмгә көрситип қойғанлиқини ейтти.

1037909
әрдоған малазгирт зәпири һәққидә интайин тәсирлик сөз қилди
yildirim malazgirt.jpg

түркийә авази радийоси: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған битлисниң ахлат наһийәсидә малазгерт зәпириниң 947йилини хатриләш пирограммисиға қатнашти.

әрдоған хәлққә қилған сөзидә, «малазгирт؛ илгирикигә чағларға қарайдиған болсақ, мәккә вә қуддус дегәнлик болиду. кейинчи чағларға қариғинимизда, бурса, әдирнә, истанбул, румәли вә пүтүн балқанлар дегәнлик болиду. малазгирт руһини унтидиған болсақ, нә илгирики өтмишимиз қалмайду, нә кейинкиси. биз малазгиртта зади қандақ милләт икәнликимизни пүтүн аләмгә елан қилған идуқ» деди. 

анадолуниң гойа су тосмиси икәнликини билдүрүп, «бу тосма йиқилидиған болса, нә уттура шәрқ қалмайду, нә оттура асийа қалмайду, нә балқанлар қалмайду, нә кавказлар қалмайду» деди.

әрдоған ахлатта 10 кивадират келометирлиқ бир мәйданда, 1071 кивадират метирлиқ бир олтурақ чедир райони йасайдиғанлиқини билдүрди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған хатириләш паалийәтлири даирисидә һәмраһлиқидики министирлар билән биргә ахлат наһийәсидики сәлҗуқийлар мазарлиқини зийарәт қилди.

әрдоған у йәрдиму хәлққә хитаб қилди вә 2023-, 2053вә 2071йилларниң толиму муһимлиқини тәкитлигән һалда бирлик вә баравәрликниң әһмийити үстидә тохтилип, «бир бириңларни сөйүңлар! қәтий адавәт тутмаңлар! өзара айримчилиқ гирдабиға чүшмәңлар!» дәп җикилиди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи бинали йилдиримму сөз қилип, «бизниң бирликимизни бузушқа тиришидиғанлар билип қойсунки, йилтимиз шу қәдәр мустәһкәм икәнки, бирликимизни бузушта қәтий утуққа еришәлмәйду» деди.

бинали йилдирим түркийәдә иқтисадий ағдуруш һәрикәтлири вә 15ийулдикигә охшаш хаинлиқ һәрикәтлириниң қәтий нәтиҗигә еришәлмәйдиғанлиқини ейтти.

бинали йилдирим түркийәгә тәһдит салмақчи болғанларға һәр даим охшаш дәриҗидә тегишлик җаваб қайтурулғанлиқини әскәртти.

сәлҗуқийларниң солтани алпарслан 1071йили 26авғуст күнидә, мустики малазгирт йайлиқида византйә әскәрлирини мәғлуп қилған вә анадолуниң дәрвазилирини түркләргә ачқан иди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر