әрдоған билән меркелниң муһим телефон көрүшүши әмәлгә ашти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған германийә баш министири ангела меркел билән телефонда көрүшти.

1033069
әрдоған билән меркелниң муһим телефон көрүшүши әмәлгә ашти

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири ангела меркел билән рәҗәп таййип әрдоғанниң телефон көрүшүшидә, түркийә иқтисадиниң күчлүк болушиниң германийә нуқтисидин муһим икәнлики тәкитләнди.

икки рәһбәрниң көрүшүшидә йәнә, малийә министири бәрат албайрак билән германийәниң малийә вә иқтисад министириниң көрүшүши һәққидә пикир бирлики һасил қилинди.

көрүшүштә, күнтәртиптики мәсилиләр муһакимә қилинғандин башқа, икки рәһбәрниң германийә пайтәхти берлиндә көрүшүши тилға елинди.

рәҗәп таййип әрдоған билән ангела меркел өзара һәмкарлиқларни йуқири дәриҗилик зийарәтләр вә учришишлар билән техиму күчәйтиштә қәтий ирадигә икәнликлирини йәнә бир қетим намайан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر