иқтисадий урушта йиңилмәймиз

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түрк лирасиниң йеқинқи күнләрдики долқунсиман өзгиришлири тоғрисида: «иқтисадий урушта йеңилмәймиз» деди.

1029885
иқтисадий урушта йиңилмәймиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған байбурт зийарити җәрйанида доллар қиммитидики долқунсиман өсүш-чүшүшләр үстидә тохталди вә бу һәқтә муһим байанат елан қилди.

у түркийәниң «иқтисадий уруш ичидә икәнлики» тоғрисидики байанатини тәкрарлиди вә: «иқтисадий урушта йиңилмәймиз» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (9-авғуст) ризә зийарити җәрйанида мундақ дегән иди:

«һәр хил қәстләш һәрикәтлири қилиниватиду. бу һәрикәтләргә әһмийәт бәрмәңлар. шуни унтумаңлар, уларниң доллири болса, бизниң аллаһимиз, һәққимиз, хәлқимиз бар. биз көп тиришимиз. 16 йил бурун қәйәрдә идуқ, бүгүн қәрдимиз?  силәргә аллаһтин сәвр, ғәйрәт-шиҗаәт тиләймән. көп тиришишимиз керәк, иншааллаһ җумһурийәт қурулғанлиқиниң 100-йиллиқи болған 2023-йилини охшимиған һалда тәбрикләймиз, мениң буниңға иманим , ишәнчим бар» деди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر