түркийә: америка қошма иштатлириниң позитсийәсигә дәрһал җаваб қайтурулиду

түркийә ташқи ишлар министирлиқи америка қошма иштатлириниң позитсийәсигә дәрһал җаваб қайтурулидиғанлиқини билдүрди.

1024468
түркийә: америка қошма иштатлириниң позитсийәсигә дәрһал җаваб қайтурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң түркийәлик икки министирға ембарго йүргүзүш қарари чиқиришиға түркийә ташқи ишлар министирлиқи қаттиқ наразилиқ билдүрди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: «америка қошма иштатлириниң ембарго қарариға қаттиқ наразилиқ билдүримиз. америка қошма иштатлириниң һечқандақ бир нишанға қилчә пайдиси болмиған зораванлиқ түсини алған позитсийәсигә дәрһал җаваб қайтурулиду. америка қошма иштатлирини бу хата қараридин дәрһал ваз кечишкә чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر