җумһур рәис әрдоған гиретсийә баш министири билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған гиретсийә баш министири алексис чипрас билән көрүшти.

1011902
җумһур рәис әрдоған гиретсийә баш министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған «шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғини» җәрйанидики учришишлири даирисидә гиретсийә баш министири алексис чипрас билән ахбарат васитилириға йепиқ һаләттә елип барған көрүшүши 1 саәт 45 минут давамлашти.

чипрас учришиштин кейин гиретсийә ахбарат васитилириға бәргән байанатида, әрдоған билән елип барған учришишиниң толиму қийин вә мувәппәқийәтлик болғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әң қолай учришишлиримдин бири икәнликини ейталмаймән,  әмма учришиш ахирлашқанда башланған вақиттикидигә қариғанда хушал идим. учришишта, түркийә – гиретсийә мунасивәтлири һәққидә кәң даирилик музакирә елип бардуқ, дәрвәқә, һәр икки дөләттә  икки тәрәп мунасивәтлирини йахшилашта мһмм рол ойнайдиған вә  нәзәрдин сақит қиливетилгән тепилғусиз имканийәтләр бар. издиниш характерлик музакириләрниң қайтидин башлинидиғанлиқиға ишинимән. қибрис мәсилисидә һәр икки тәрәпни қайтидин дийалог үстилигә олтурғузушимиз мумкин. илгириму тәкитләп өткинимдәк, җумһур рәис әрдоған билән елип барған учришишимиздин зор үмидләр билән айрилдим, дәп ойлаймән, дийалог арқилиқ бу қийин өткәлдин өтәлисәк, үнүмлүк нәтиҗиләрни һасил қилалишимиз мумкин. әгә деңизидики сүрилишни азайтиш мәсилисидә  җумһур рәис әрдоған билән ортақ тонуш һасил қилдуқ, учришишта қолға кәлтүрүлгән әң зор мувәппәқийәт мушу. җүмлидин, һәр икки дөләтниң баш иштаб башлиқлири вә ташқи ишлар министирлириниң давамлиқ алақә орнитип туруши мәсилисидиму җумһур рәис әрдоған билән ортақ тонуш һасил қилдуқ, әгә деңизидики сүркилишни азайтиш чариси тепишта ортақ тиришчанлиқ көрситиш тоғрулуқ бирдәклик һасил қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر