дийарбакирда бир хәвпсизлик хадими шеһит болди
дийарбакирниң силван наһийәсидә хәвпсизлик қисимлири билән террористлар оттурисида тоқунуш йүз берип, бир хәвпсизлик қоғдиғучиси шеһит болди.
1011959
![дийарбакирда бир хәвпсизлик хадими шеһит болди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/eab8/92c2/f55f/5b48586d8cb02.jpg?time=1719258190)
түркийә авази радийоси хәвири: дийарбакир валий мәһкимиси силван наһийәсидә террорситлар билән чиққан тоқунуш тоғрисида байанат елан қилди. байанатта көрситилишичә, силван су амбири райониниң җәнубида, түнүгүн (12-ийул) кәч саәтләрдә һәрбий һәрикәт елип бериватқан хәвпсизлик тармақлири билән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террористлири оттурисида тоқунуш чиққан. тоқунуш мәйданида, икки хәвпсизлик хадими йариланған. дохтурханиға апирилған йаридардин бири қутқузуш үнүм бәрмәй шеһит болған.
районда һәрбий һәрикәтниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
![түркийә һиндистан әлчисигә тәзийә билдүрди](http://cdn.trt.net.tr/images/medium/rectangle/c9f9/6643/c005/64cc9b150db96.jpg?time=1719258190)
түркийә һиндистан әлчисигә тәзийә билдүрди
түркийә һиндистанниң әнқәрә баш әлчиси вирандер павулниң вапати үчүн тәзийә телеграммиси елан қилди.