чавушоғлу түркийәниң S-400 гә алақидар позитсийәсини наһайити рошән шәкилдә оттуриға қойди

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, русийәдин сетивелинидиған S-400 мудапиә системилириниң тунҗи батарийәлириниң алдимиздики йилниң ахирида түркийәгә келидиғанлиқини ейтти.

1010408
чавушоғлу түркийәниң S-400 гә алақидар позитсийәсини наһайити рошән шәкилдә оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, шималий атлантик әһди тәшкилати – нато башлиқлар йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған белгийәниң пайтәхти бирйусселда мәтбуат мәнсуплириниң соаллириға җаваб бәрди.

русийәдин S-400 мудапиә системилири сетивелинидиғандин кейин, пәқәт америкила әмәс, натоға әза бәзи дөләтләрниңму бу ишниң тоғра – хаталиқи тоғрисида һәр хил байанатларни бәргәнликигә ишарәт қилған чавушоғлу, «мәсилиниң техник қисмини чүшинимиз. мәсилән, S-400 мудапиә системилириниң натони вә нато системилирини, иттипақдашлирини дүшмән, дәп тонуп – тонумайдиғанлиқини сорашлири йаки буни чүшинишкә урунуши нормал иш. бу мәсилидә бизму наһайити сәзгүрмиз. алған чеғимиздиму буниңға алақидар шәртлиримизни оттуриға қойдуқ. бу бизниң җиддий еһтийаҗимиз иди. бу еһтийаҗни иттипақдашлиримиз арқилиқ қандуралмиғанлиқимиз үчүн, русийәдин алғанлиқимизни, әң мувапиқ баһаниму русийәниң қойғанлиқини, нәтиҗидә түркийәниң мустәқил вә әркин бир дөләт икәнликини, өз қарарини өзиниң чиқиридиғанлиқини ейттуқ» деди.

чавушоғлу, «түркийә натодин йирақлишип кетәрму?» дегәндәк әндишиләрни қобул қилмайдиғанлиқлирини әскәртип, «йақ, түркийә натодин йирақлашмайду. әгәр нато иттипақдашлиримиз бу еһтийаҗимизни қамдиған болса иди, биз улардин алаттуқ, уларни алдинқи орунға қойғанидуқ» деди вә сөзини давамлаштуруп, «алдимизниң йилниң ахирлирида тунҗи түркүм батарийәләр келиду. әмди буниң сорақ қилинишиға керәк йоқ» дегәнләрни қәйт қилди.

нөвәттә нато вә униң иттипақдашлириға хәвп йәткүзүватқан биринчи амилниң террорлуқ тәшкилатлири икәнликини тәкитлигән чавушоғлу, натониң терроризмға қарши күрәштә үнүм һасил қилғучи тәдбирләрни йолға қойуши керәкликини ейтти.

у йәнә, натониң нөвәттә болупму иттипақдаш дөләтләрниң муқимлиқини қоғдаш йолида муһим рол ойниши керәкликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر