террорист каттибеши гүләнгә даир йеңи дәлил – пакитлар америкиға йоллап берилди

фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати кативиши гүләнгә 15 - ийулдики һәрбий исйан күни давамлиқ мәлумат йолланғанлиқини вә гүләнниң һәрбий исйан һәққидә көрсәтмиләрни бәргәнликини испатлайдиған йеңи дәлилләр қолға чүшти.

1003115
террорист каттибеши гүләнгә даир йеңи дәлил – пакитлар америкиға йоллап берилди

әдлийә министирлиқи фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати мәсуллиридин һақан чичәкниң тәшкилат каттибеши фәтһуллаһ гулән билән бивастә көрүшкәнликини испатлайдиған йеңи пакитларни америкаға йоллап бәрди. 

акинҗи һәрбий базиси әтрапида байқалған вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати мәсуллиридин кәмал батмаз билән һақан чичәккә тәвә икәнлики ениқланған йанфунларда, һәрбийсийасий өзгириш қозғаш буйруқи вә көрсәтмилириниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати каттибеши гүлән тәрипидин берилгәнликигә даир йеңи дәлил - пакитлар қолға чүшти.

әнқәрә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимиси тәрипидин тәкшүрүлүватқан дело даирисидә, байқалған йеңи дәлилләргә асасланғанда, һәрбий исйанниң пиланлиғучилиридин бирси болған һақан чечәк «дора дукандари абди» дегән мәхпий исимлик әзасиниң вастиси арқилиқ гүлән билән йанфонда һәр хил алақә пирограммилирини ишлитип бивастә көрүшкән.

тәкшүрүшләрдин кейин «дора дукандари абди» дегән мәхпий исимлик тәшкилат әзасиниңму һәқиқий исми ениқлап чиқилди.

һақан чечәк һәрбийсийасий өзгиришкә тәййарлиқ қиливатқан мәзгилдә, америкида зийарәттә болуватқан чағда, 2016йили 23ийун күни «дора дукандари абди» дегән мәхпий исимлик тәшкилат әзасиға «чүштә H билән көрүшкили боларму?» дәп қисқа учур атқан вә шу күни фәтһуллаһ гүлән билән көрүшкән.

һақан чечәкниң шу күни «дора дукандари абди» дегән мәхпий исимлик тәшкилат әзаси билән елип барған сөһбитиниң тәпсилатиға асасланғанда, һәрбий исйан чиқарған 2016 - йили 15ийул күни саәт 20:00 дин башлап, террорчилар каттибеши гүләнгә давамлиқ мәлумат йоллап турған. гүлән һәрбий исан һәққидә көрсәтмиләрни бәргән. 

һақан чечәкниң пенсилванийәдә гүлән билән биргә йашайдиған вә өз телифониға униң исмини «Hkn Ada Avukat» дәп қәйт қилған йәнә башқа киши биләнму алақә орнатқанлиқи ениқланди. телифон алақисини технекилиқ көзитишләрдин сақлаш үчүн интернеттики һәр хил алақилишиш пирограммилирини ишләткәнкилики ениқланди.

кәмал батмазниң болса, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң йәнә бир мәсули адил өксүзниң қийининиси абдулһади йилдиримниң чақириқиға бинаән, 2016 - йили 11ийулдин 13 - ийулғичә америкада зийарәттә болғанлиқи ениқланди. шундақ қилип, әслидә кәмал батмазниң америка зийаритиниң һәқиқий мәқситини йошуруп қилиш үчүн тәклипнамә йоллаш усули ишлитилгәнлики оттуриға чиққан болди.

йәнә бир тәрәптин, батмазниң ишләткән елхәт адреслирида орун алған технекилиқ мәлуматларму қолға чүшүрүлди.

түркийә әдлийә министирлиқи қәтһуллаһчи тероррлуқ тәшкилати гүләнниң һәрбийсийасий өзгириш қозғаш буйруқини бәргәнликини вә баштин ахир башқурғанлиқини оттуриға чқиридиған йеңи пакитларни америка әдлийә министирлиқиға йоллап бәрди. 

түркийә әдлийә министирлиқи һақан чичәкниң гүлән билән елип барған көрүшүшлирини вә батмазниң мунасивәтлирини испатлайдиған мәзкуз дәллиләрни америка әдлийә министирлиқи билән ортақлашти.

хәлқара қанун вә ташқи мунасивәт мудирлиқи тәрипидин америка әдлийә министирлиқиға йолланған йазмида, түркийәниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати каттибеши гүләнни қайтуруп бериш тәклипи тәкрарланди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر