үч әскәр шеһит болди

ширнак вә сииртта бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң йол бойиға көмгән бомбиниң партлиши нәтиҗисидә үч әскәр шеһит болди, бәш әскәр йариланди.

995032
үч әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: сииртниң әруһ наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террористлириниң йол бойиға көмгән бомбиниң партлиши нәтиҗисидә бир әскәр шеһит болди, үч әскәр йариланди. буниң ичидә бир әскәрниң әһвали еғир.

ширнактиму п к к террористлириниң йол бойиға көмгән бомбиниң партлиши нәтиҗисидә бир әскәр шеһит болди.

ширнакта акчай 6-моторлуқ пийадә биригада қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ әскәрләр габар теғида йол тәкшүрүватқан җәрйанда террористларниң йол бойиға көмүп қойған бомба партлиди. вәқәдә икки әскәр йариланди. йариланған әскәрләр тик учарлар билән ширнак дөләт дохтурханисиға апирилди.

хәвпсизлик тармақлири районда террористларни тутуш үчүн һәрбий һәрикәт башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر