түркийә афғанистандики уруш тохтитиштин мәмнун икәнликини билдүрди

түркийә афғанистанда һөкүмәт билән талибан оттурисида елан қилинған өзара уруш тохтитиштин мәмнунлуқ һес қилғанлиқини билдүрди.

994067
түркийә афғанистандики уруш тохтитиштин мәмнун икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи афғанистанда һөкүмәт билән талибан оттурисидики уруш тохтитиштин мәмнун икәнлики тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта: "афғанистанда һөкүмәт билән талибан оттурисида елан қилинған роза һейтта өзара уруш тохтитишқа тәрәпләрниң бойсунғанлиқини мәмнунлуқ билән көзитиватимиз. афғанистан пирезиденти һөрмәтлик әшрәф ғениниң уруш тохтитишни өз алдиға узартқанлиқини елан қилғанлиқини қоллаймиз" дейилди.

байанатта төвәндики ибариләргә алаһидә орун аҗритилди:

"афғанистан һөкүмитиниң бу қәдимигә, талибанниң иҗабий җаваб беришини вә афғанистанда тинчлиқ һәмдә мурәссәниң узун муддәтликкә игә болушини үмид қилимиз. түркийә дост вә қериндаш афғанистанға тинчлиқ, бихәтәрлик вә муқимлиқ елип келиш тиришчанлиқлирини давамлиқ қоллайду."



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر